Мәдәнийәт вә Әдәбият Дунясиға Йеңи Бир Нәпәс: ewlatnesriyat.com Нәшрият Ҳаятини Башлиди
Мәдәнийәт вә Әдәбият Дунясиға Йеңи Бир Нәпәс: ewlatnesriyat.com Нәшрият Ҳаятини Башлиди
Хитай режиминиң тарих сәһнисидин өчүрүвәтмәкчи болған Уйғур миллитиниң мәвҗутлуқини вә кимликини қоғдаш күришидә йәнә бир муһим қәдәм ташланди. 2019-йилидин буян муһаҗирәт тә зор пидакарлиқ билән паалийәт елип бериватқан «Әвлад Нәшрияти», өзиниң тор суписи ewlatnesriyat.com ни хәлқниң хизмитигә сунди.
Ислам Дини: Миллий Мәвҗутлуқ вә Тилниң Капалити Әвлад Нәшрияти өзиниң қурулуш пәлсәписиниң маркизигә, муһаҗирәттә туғулуп өскән Уйғур пәрзәнтлириниң ана тили вә мәнивий йилтизидин үзүлүп қалмаслиқ ғайисини қойиду. Уйғур миллитиниң мәвҗутлуқиниң әң күчлүк капалити болған Ислам динини балилар вә яшларға ана тилида сөйүндүрүшни мәқсәт қилған нәшрият; динни қоғдаш арқилиқ тилниму сақлап қелишни нишанлайду.

2019-йилидин Бүгүнгәчә: 130 дин Артуқ Әсәр билән Зор Мәдәнийәт Хизмити 2019-йили қурулғандин буян қисқа вақит ичидә зор илгириләшләрни қолға кәлтүргән Әвлад Нәшрияти, бүгүнгә қәдәр 130 дин артуқ әсәрни оқурмәнләр билән йүз көрүштүрүп, Уйғур нәшриятчилиқ дунясидики муһим бир бошлуқни толдурди. Нөвәттә нәшриятниң пиланида Уйғурчә нәшр һоқуқи елинған 200 дин артуқ йеңи китаб түри үстидә әстайидил хизмәт ишләнмәктә.